Н. Оспанов. Миллий қәдрийәтләр — тәрбийә мәнбәси

379

Қазақниң миллий таамлири.Қазақларниң әнъәнивий миллий таам түрлири чарвичилиқ вә униңдин елинидиған мәһсулатлар билән зич бағлиқ. Қазақ миллий таамлирида қой, кала, ат, явайи қушларниң вә төгә гөшигә алаһидә көңүл бөлүнгән. Мошуниң өзидә қазақлар деликатес һесапланған ат гөшидин тәйярланған таамларни биринчи орунға қойиду. Қазақлар очилиқ билән шуғуллинип, тағ текиси, явайи өшкә, бөкән, архар вә башқиму ушшақ дала һайванат гөшлирини тапиду. Белиқ қазақ миллий таамлири ичидә анчә көп қоллинилмайду, чүнки улар белиқни гадайларниң тамиғи дәп һесаплиған.
Қазақ миллий таамлириниң ичидә бешбармақ алаһидә орунға егә. Мәзкүр таамсиз муһим сәнәләр өткүзүлмәйду десиму болиду. Бешбармақ мәрасимға беғишлинип союлған қойниң суда пиширилгән гөшидин, йейилип андин кесилгән хемирдин, узақ пишқан шорпидин вә пияз, көк вә һәрхил дәм киргүзгүчиләрдин тәркип тапқан. Қайнитилған гөш сүйәклири билән йоған тавақта дәстиханға тартилиду у меһманларниң көзичә тоғрилип, уларниң йешиға, абройиға вә җинсиға қарап берилиду. Әң һөрмәтлик меһманға қойниң беши тартилиду.
Қеза, қарта, жал – миллий гөш деликатесиға ятиду. Қеза – колбасаниң мәхсус түри. У тазиланған ат үчийигә қовурғидики майлиқ гөшни тиқиш арқилиқ ясилиду. Үчәй ичигә тиқилидиған гөш икки-үч күн илгири сүрлиниду. Гөшкә толтурулған йоған үчәй икки тәрипидин мевилик дәрәқниң шехидин ясалған яғач жиңничә билән тикилиду. Қезиниң шәкли колбасаниң шәклигә охшаш келиду. Әнди қартини тәйярлаш усули қезини тәйярлаш усулиға охшаш келиду, лекин бирла пәрқи үчәйниң майлиқ тәрипи ичигә өрүлиду.
Башқа миллий таамлар түригә – йеңидин союлған малниң бөриги, гөши вә мейидин тәйярланған жаубүйрек; борша – кала гөшидин тәйярлинидиған кавапниң бир түри, шундақла шорпа, қерин бортпе, һесип, жоргем, кимай, чужуқ, шыртылдақ, сирнә, ми-палау, қуйруқ-беғир, қордақ вә башқилар ятиду.
Әнъәнивий қазақ миллий таамлирини сүттин ясилидиған тузлуқ, чүчимәл мәһсулатларсиз тәсәввур қилиш тәс. Қазақлар қедимидин ат сүтини – қимизни алаһидә әтивалап кәлгән. Қой, өшкә вә кала сүтидин қетиқ, сүзмә, қаймақ, иримчик, сериқ май, қурут вә егжей тәйярлиниду.
Нан мәһсулатлиридин боғусақ, таба-нан, шелпек көпләп истимал қилиниду. Дүгләк вә төрт бүҗигәк кесилгән хемирлар қазанда қайниған майда пиширилиду. Әнди чайға болса, татлиқ хемирдин ясалған чак-чак вә талқан тартилиду.
Қазақниң миллий кийими. Қазақниң миллий кийими униң әнъәнилири, тарихи, шундақла көчмән хәлиққә мәнсүп ихтисадий вә иҗтимаий шараитларға беваситә бағлиқ. Қазақлар кийимни һәрхил материаллардин, шундақла өй вә явайи һайванларниң терилиридин тиккән. Әрләрниң кийими көйнәк, шалбар вә чапандин тәркип тапқан. Шалбарлар көчмән хәлиқ үчүн наһайити қолайлиқ болған. У өйдә тәйярланған рәхттин яки юмшақ қой терисидин тикилиду. Қиш пәслидә ичи жуң қой терисидин тикилгән шалбар кийиду. Әрләр көйнәкниң үстигә бешмет кийиду. Йәңсиз бешмет “камзол” дәп атилиду. Уни тикиштә қара вә бир рәңлик материалларға әвзәллик берилгән. Қишниң күнлири бешметлар непиз жуң билән исситилиду. Бешмет яки камзолниң үстигә бәл тәрипи қорулған, төвән тәрипи кәңәйгән узун чапан кийиду. Униң узунлуғи тиздин төвән болған. Мәйрәмлик камзоллар вә чапанлар рәңлик жиплар вә миллий нәқишләр билән безилиду.
Әрләрниң айиғида – теридин тикилгән учи учлуқ вә жуқуриға қайрилған өтүк. Аяқ кийим оң яки соң аяқниң дәп бөлүнмигән, пәқәт тапини егиз өтүкләрла оң яки соң аяқниң дәп бөлүнүп, рәңлик териләр билән безилиду.
Өйдә йеши чоң адәмләр юмшақ, йеник вә тапансиз мәсә кийгән. Әнди талаға чиқидиған болса, мәсиниң үстигә калач (кебе) кийиду.
Язниң күнлири әр кишиләр бешиға тақийә (допа), қишниң күнлири тумақ (жуңлуқ қулақчә) яки қалпақ кийиду. Бурун аяллар һечқачан ялаңбаш жүрмигән. Аялларниң миллий баш кийимлиригә яғлиқ, кимешек ятиду. Яш қизларниң кимешеклири һәрхил қиммәт ташлар вә нәқишләр билән безилиду. Саукеле – турмушқа чиқиватқан қизниң баш кийими. Конус тәхлит бу баш кийимниң егизлиги 40 – 50 сантиметрға йетиду. Адәттә, аялларниң баш кийимлири ақ рәңлик рәхттин тикилиду, бу – аялларниң тазилиғиниң вә даналиғиниң рәмзидур.
Аялларниң кийими әр кишиләрниңкидин хелә узун көйнәктин, камзол вә чапандин тәркип тапқан. Аяллар кийим-кечиги материалларниң хилму-хиллиғи, рәңги вә безәклири билән пәриқлиниду.
Қишниң күнлири қазақлар тон кийгән. У қой вә бөриниң терисидин, шундақла башқиму явайи һайванларниң терисидин тикилиду.
Қазақ һаятий циклиниң урпи-адәтлири. Қазақ урпи-адәтлири тарихий-мәдәний, диний вә тәртип нормилириға асасланған. Һаятий цикл урпи-адәтлиригә балиниң туғулуши, той вә дәпин қилиш мәрасимлири кириду. Қазақларда балиниң туғулуши аилә вә җәмийәт һаятидики муһим вә хошаллиқ вақиә болуп һесаплиниду. Аял кишиниң наресидә билән дәсләпки қетим чиқишидин кейин “Шілдехана” мәйрими нишанлиниду. Бу күни уруқ-туққанлар, достлар, йеқинлар вә хошнилар “бауы берік болсун” тиләклири билән (киндиги йешилмисун) тәбриклишиду. Илгири қазақлар “шілдехана” вақтида мал союп, мол дәстихан йейип, аммивий оюнларни уюштурған. Қазақлар дәсләпки қириқ күнни балиниң саламәтлиги үчүн наһайити ховуплуқ, дәп һесаплап кәлгән. Шуниң үчүн бала ухлаватқан җайда қириқ күн давамида чирақ йенип туруши керәк. Һәрқандақ әски күчләр оттин вә йоруқтин қорқиду дәп һесаплиған. Андин қириқ күндин кейин “балини қирқидин чиқириш” мәрасими өткүзүлиду. Бу урпи-адәтни өткүзүш үчүн балини жуйидиған қачиға байлиқ рәмзи үчүн – қириқ бир төмүр тәңгә вә тоқ һәм узақ яшаш рәмзи үчүн қириқ бир қумилақ салиду. Балини жуюп болғандин кейин чечини чүширип, тиймақлирини алиду. Андин бөшүккә ятқузуш мәрасими өтиду. Бала бир яшқа толуп, дәсләпки қәдәмни ташлиғанда, “тұсау кесу” мәйрими нишанлиниду. Балиниң икки путиға бағланған жипни кесиш җәмийәттики әң һөрмәтлик адәмгә берилиду. Бу бала шу адәмниң һаятий йолини қайтилисун, дегәнни билдүриду. Андин йәттә яшқа киргичә оғул балиниң хәтмисини қилиду (сүннәткә олтарғузиду). Хәтмидин кейин уруқ-туққанлар вә меһманлар тәклип қилиниду. Улар балиға соға вә ахчиларни бериду.
Той мәрасими. Қазақлар аилә қурушқа чоң әһмийәт бериду. Уруқ-туққанларға йәттә атисиғичә өйлиниш мәнъий қилиниду. Өтмүштә қазақлар балилар кичик вақиттила уларниң некаси һәққидә келишкән. Тойғичә ата-анилар оғлиға лайиқ илғап, андин қизниң ата-анилириниң өйигә өзиниң мәхсус вәкилини (жаушы) әвәтиду. У нийәт һәм шәртләр һәққидә хәвәр қилиду. Әгәр, қиз тәрәп келишсә, уларниң уруқ-туққанлири қалың мал бәлгүләйду вә жаушыға соғиларни бериду. Андин жаушы оғул тәрәпниң уруқ-туққанлириға рәсмий өйлиниш вақтини ейтиду. Әнди оғул балиниң ата-аниси қиз тәрәпниң өй ичи билән тонушушқа йеши чоң вә әң абройлуқ адәмләрни әвәтиду. Уларниң сани 5 – 10 адәмдин тәркип тапиду. Улар қалың мал көләмини, тойниң чиқимини вә келингә қилинидиған соғини келишиду. Қалың мал берилгәндин кейин, қиз узитиш тойи өткүзүлиду.
Қиз узитиш асасий тойдин 1-2 һәптә илгири өткүзүлиду. Чарә-тәдбир өткүзүлидиған җайға киридиған йәргә өйлинидиған жигитниң уруқ-туққанлириниң йоли ағамчә билән торилиду. Қиз еливатқан тәрәптин татлиқ- турум, рәхт парчилири, яғлиқ вә ахча түридә соға тәләп қилиниду. Мошуниңдин кейин өйлинидиған балини йәнә бир синақ – “қалта ақтару” күтиду. Униң янчуғидики әйнәк, чачқа қистуридиған түрлүк безәкләр вә ахча қиз тәрәпниң уруқ-туққанлири тәрипидин бошитилиду. Мошу мәрасимниң ахирида турмушқа чиқидиған қиз пәйда болиду. Қиз өзиниң туққанлири билән хошлишиши вақтида қазақниң қедимий “Жар-Жар” нахшиси ейтилиду. Адәттә, қиз үзитиш аяқлашқандин кейин, қизни оғул тәрәпниң өйигә елип кетиду.
Яшлар өйгә кәлгәндин кейин, жиғилған меһманлар мәйрәмлик дәстиханға тәклип қилиниду. Әнди келин болса, мәхсус бөлмигә кәлтүрүлиду. У нека түнигичә йәңгиси билән мошу йәрдә болиду. Әтиси әтигәнлиги келин йолдишиниң уруқ-туққанлири билән тонушиду. Бу мәрасим «беташар» дәп атилиду.
Қазақларда дәпин қилиш яки хатириләш мәрасими ислам дининиң қаидилиригә хас әмәлгә ашурулиду. Адәм өз өйидә көз жумғандин кейин Қуръандин “Ясин” сүриси оқулиду. Адәм вапат болғандин кейин у суға елиниду. Андин өлгән адәмниң җәсиди ақ рәхттин тикилгән ахирәт-кепингә орилиду. Адәмниң җәсиди тавутқа селинип, униң үстигә артилған гиләм үч йәрдин бағлиниду. Җәсәтни елип чиқиш алдида өлгән адәмниң гуналирини жуюш мәхситидә, молла қуръан оқуйду. Бақилиқ болған адәмни өйдин аяқ тәрәптин елип чиқип, җиназиси чүширилгәндин кейин адәмниң җәсиди қәбирстанлиққа йәткүзүлиду. Аялларға дәпин қилиш мәрасимға қатнишиш мәнъий қилиниду. Өлгән адәмни йәрликниң ич өйигә қоюш үчүн үч йеқин уруқ-туққини чүшиду. Өлгән адәм көмүлгәндин кейин молла Қуръандин сүрә оқуйду.
Өлгән адәмгә атап йәттә, қириқ вә биржиллиқ нәзир (қудай тамақ) берилиду.
Қазақларниң хәлиқ мәйрәмлири вә календарьлиқ циклиниң урпи- адәтлири. Норуз қазақларда баһарниң вә йеңи жилниң келишини билдүриду вә 22-март күни нишанлиниду.
Адәмләр мәйрәм алдида қәризлирини қайтуруп, дүшмәнлири билән яхши болушқа, рәнҗишлирини кәчүрүшкә, өй ишлирини тәртипкә кәлтүрүшкә тиришқан. Чүнки Норуз йеңи жилниң башлиниши дәп һесаплиниду.
Бу мәйрәмдә әнъәнивий аммивий көңүл ечиш чарилири уюштурулуп, һәрхил таамлар билән кәң дәстихан йейилиду. Йеңи жилда әнъәнивий таам – Норуз көже тартилиду. У йәттә ингредиеттин – су, гөш, туз, май, қурут вә сүт мәһсулатлиридин тәркип тапқан. Өтмүштә қазақлар Норузни үч күн давамида мәйрәмлигән.
22-март күни қазақлар әнъәнивий саз әсваплирида ойнап, нахша ейтип, айтыста күч синишатти. Яшлар ат спорти вә һәрбийләштүрүлгән мусабиқиләргә қатнишиду. Униңға аламан бәйгә, атта чепишиш, жамбы ату, көкпар вә башқиму спорт оюнлири кириду.
Бу күни яшлар алтыбақанда (гүләңгүчтә) ойнайду, қиз қоғлаш оюниға қатнишиду. Әгәр жигит бәлгүләнгән вақит ичидә қизни қоғлап йәтсә, у қизниң бир қетим сөйүш һоқуқиға егә болиду.
Роза һейти – мусулманларниң әң улуқ мәйрәмлириниң бири. Роза һейтиниң дәсләпки күни мәхсус умумий намаз оқулиду, униңдин кейин мәйрәмлик тамақ тартилип вә һал-оқити начарларға ярдәм берилиду. Һейт күнлири мусулманлар ата-анилирини, чоңларни вә ағриқ туққанлирини йоқлап, бақилиқ болған йеқинлириға атап қуръан оқуйду.
Қурван һейти – Қазақстандики асасий ислам мәйрими. У йеқинларға ғәмхорлуқ қилишни вә муһтаҗларға ярдәм беришни әкис әттүриду. Бу мәйрәм Роза һейти аяқлишип, 70 күндин кейин нишанлиниду. Бу күни һәрбир мусулман мечитқа берип, дуа қилиду вә сәдиқә бериду, андин уруқ-туққан вә йеқинлирини йоқлайду. Қурван һейтида адәмләр мал союп, қурванлиқ қилиду. Униң үчүн қой, төгә яки кала союлиду. Тәкитләш керәкки, қурванлиқ үчүн союлидиған мал сағлам болуши тегиш. Қурванлиққа союлған малниң бир қисми меһманлар вә хошнилар үчүн берилиду, иккинчи қисми қурванлиқ қилған адәмниң аилисидә қалдурулиду, әнди үчинчи қисми муһтаҗларға яки һал-оқити начарларға тарқитилиду. Қурванлиқ қилиш – адәмниң дилиниң тазилинишиға ярдәм бериду, униң әң алий тиләклириниң орунлинишиға, аилиниң аман-есән болушиға, ишта вә һаятта муваппәқийәт қазинишиға түрткә болиду.
Қазақ миллий саз әсваплири. Қазақлар – өзигә хас мәдәнийәткә егә хәлиқ. У қедимидин сақлинип келиватқан әнъәнә. Қазақ мәдәнийитидә чәкләнгән язма ядикарлиқлар билән биллә еғиз иҗадийити күчлүк тәрәққий әткән. Шуниң үчүн уларда саз әсваплири сәнъити алаһидә орунни егиләйду. Қедимда қазақларда һәрқандақ той, мусабиқә яки муһим сәнә музыкисиз өткән.
Домбра – қазақ хәлқиниң әң қедимий вә сөйүмлүк саз әсвавидур. Мәзкүр саз әсвави пәдиләрдин вә икки таридин тәркип тапқан. Әсвап нәшпүт шәклигә охшап келиду. Домбриниң узунлуғи 130 сантиметрдин ашмайду.
Қобыз – қедимий миллий саз әсвави. У саз атиси һесапланған Қорқыт ата тәрипидин ясалған. Қобызниң шәкли чөмүчкә охшап келиду. Униң икки тари атниң яйлисидин ясалған. Қобызниң узунлуғи 60 – 73 сантиметрни тәшкил қилиду. Иҗра қилғучи уни тизиниң арисиға қисивалиду.
Сыбызғы – қазақларниң қедимий пүвдәп чалидиған саз әсваплириниң бири. Әсвапниң үч йери тешилгән. Униң узунлуғи 60 – 65 сантиметр.
Дабыл (дауылпаз) – уруп чалидиған қедимий саз әсвави. Униң икки тәрипи терә билән тартилған бу әсвапни җәңчиләр вә очилар бәлгү бериш үчүнму пайдиланған.
Шанқобыз – резонатор сүпитидә пайдилинилидиған еғиз саз әсвави. Шанқобыз полат рамкисиға орнитилған әвришим полат тилидин тәркип тапқан. Әсвапни иҗра қилғучи чишиға яки калпугиға тирәп чалиду. Униң һәрхил аваз бериши үчүн тилниң орнини өзгәртип туруш һаҗәт.
Қазақ миллий һүнәрвәнчилиги. Қазақниң миллий һүнәрвәнчилиги көчмән һаят кәчүрүш вә чарвичилиқ билән шуғуллинишқа бағлиқ көп әсирлик тарихқа егә. Қазақларда кигиз бесиш кәң тарқалған. Улар хәлиқни язда күнниң қаттиқ иссишидин сақлиса, қишта қаттиқ соғдин қоғдап кәлгән.
Буниңдин ташқири қазақлар һайванат терисидин ясалған материалларни кәң түрдә пайдиланған. Териләр туз қошулған ечиған сүткә чилинип, анди яхшилап әйләнгән. Қой вә өшкиниң терисидин озуқ-түлүк мәһсулатлирини сақлаш вә суюқлуқларни тошуш үчүн торсуқлар тикилгән. Әнди ат вә төгиләрниң терисидин аяқ кийим вә қача-қомучларни ясиған.
Қазақ хәлиқ һүнәрвәнчилигидә яғачни қайта ишләш алаһидә орунни егиләйду. Қазақлар қедимидин яғачтин һарвуниң, кигиз өйниң һаҗәт үскүнилирини, шундақла егәр-тоқумниң айрим қисимлирини, сандуқ, қача-қомучларни, саз әсваплирини вә башқа нәрсиләрни ясиған. Тәҗрибилик устилар яғачниң түрлирини яхши билгән.
Аһалиниң барлиқ қатламлири арисида төмүрчиләр алаһидә һөрмәткә егә болған. Улар қилич, пичақ, палта, оқъя вә башқиму һәрбий әсвапларни тәйярлиған вә җөндигән. Шундақла улар тамақ тәйярлаш үчүн қазанларни, атлар үчүн тақа вә башқиму нәрсиләрни ясиған.
Зебу-зенәт буюмлирини ясиғанларни “зәргар” дәп атиған. Улар күмүчтин, алтундин вә мистин түрлүк-түмән безәкләрни ясиған. Болупму күмүч қазақлар арисида алаһидә баһаланған.
Қазақларниң саз сәнъити. Қазақларда нурғунлиған саз әсваплири моҗут. У әнъәнивий қазақ күйлиридә иҗра қилиниду. Домбра, қобыз, сыбызға вә башқилар қазақ миллий саз әсваплири болуп һесаплиниду. Әң қедимий қобыз күйи “Қорқытқа” тәәллуқ (исми ривайәткә айланған қазақ сазиниң асасини салғучиси), шундақла “Желмая” (муқәддәс төгиниң исми), “Елим-ай”, «Ұшардын ұлуы». Домбрида “Аққу”, “Ғаз”, “Нар”, “Ақсақ қыз”, “Ақсақ құлан” охшаш қедимий күйләр иҗра қилиниду. “Қобыланды”,“Алпамыс”, “Ер-Тарғын”, “Қамбар”, “Қыз Жібек”, “Қозы-Көпеш – Баян-сулу”, “Еңлік – Кебек” қәһриманә эпосларниң вә дастанларниң асасини тәшкил қилиду.
Қазақ хәлиқ нахшилири. Қазақларниң хәлиқ музыкиси көплигән йөнилишләргә егә: улар ялғуз вә хорда ейтилидиған, урпи-адәтлик, турмушлуқ, эпикилиқ, әмгәк, тарихий, лирикилиқ йөнилишләрдур. Хәлиқ нахшилирида аиләвий-турмуш топи алаһидә орунни егиләйду. Бала туғулуши билән әнъәнивий қазақ бөшүк нахшилири иҗра қилиниду. Улар “әлди-әлди” сөзлиридин башлиниду. Қазақниң барлиқ той урпи-адәтлири нахшилар билән давамлишиду. Умумән алғанда, қазақ аилисидики һәрқандақ мәйрәм нахшисиз өтмәйду.
Қазақ миллий спорт мусабиқилири
1. Бәйгә – атта чепишиш. Әсир оттурисида қазақниң бирму мәрасими атта чепишишсиз өтмигән. 1957-жили қобул қилинған қаидиләргә мувапиқ, Қазақстандики атта чепишиш төрт асасий түргә бөлүниду: қунан бәйгә – 1200 м., 1500 м., 1600 м., 1800 м., 2000 м., дөнен бәйгә – 2400 м., 3000 м., 3200 м., 4000 м., 4800 м., ат бәйгә – 5000 м., 8000 м., 10000 м., аламан бәйгә – 21 – 51 километр арилиққа чепишиштур. Бәйгә Қазақстанда һазирқи күндиму алаһидә аммибаплиққа егә.
2. Жамбы ату – атта чепип кетиветип, оқъядин нишанға етиш. Егизлиги 3-4 метр болған столбиға жамбы нишани есилиду. У көләмигә қарап үчкә бөлүниду: “тайтуяқ”, “қайтуяқ” вә “жүрек жамбы”. Мусабиқә түз мәйданда өтиду, униң узунлуғи 300 метрдин кам болмаслиғи керәк. Нишан вә чавандаз арилиғи 39тин 45 метрғичә болиду.
3. Қазақша күрес – Қазақстанда аммибаплиққа егә миллий күрәш түри. Илгири қазақлар балилирини кичигидин күрәшниң мәзкүр түри билән  мәшиқләндүрәтти. Мундақ мусабиқиләр Норуз мәйримидә яки байларниң тойлирида уюштурулатти. Күрәшчиниң асасий мәхсити – рәқивиниң гүҗигини йәргә тәккүзүштин ибарәт. Мусабиқә ғалибиға ат яки төгә соға қилиниду. У әң күчлүк адәм сүпитидә умумий һөрмәткә бөлиниду.
Қазақ миллий ичимликлири. Көплигән көчмән хәлиқләргә охшаш қазақларда асасий ичимликләр чүчимәл сүт мәһсулатлиридин тәйярлиниду. Атап ейтқанда, айран – қой, өшкә яки сийир сүтидин тәйярлиниду. Адәттә, қазақниң айрини наһайити қоюқ, су қошулмайду, у көчмән адәмниң услуғини қандурупла қоймай, қосиғиниму тойдуриду.
Язниң күнлири қазақлар йәнә бир ичимлик түри – шубатни пайдиланған. Шубат төгә сүтидин тәйярлиниду.
Әнди ат сүтидин тәйярлинидиған қымыз – қазақларниң әң сөйүмлүк ичимлиги. Қымызниң тәркивидә 0,2 пайиздин 4,5 пайизғичә этил спирти бар. Қымыз тәйярлинишиға қарап бирнәччә түргә бөлүниду: саумал – ечитилмиған қымыз; ту немел – икки күнлүк қымыз; үшкүндик – үч күн ечитилған күчлүк қимиз. Әнди төрт вә униңдин нурғун күн ечитилған қымыз әң күчлүк һесаплиниду. Қымыз өз тәркивидә организм үчүн наһайити пайдилиқ компонентларға егә. У һәрхил ағриқларни давалаш үчүн қоллинилиду. Шундақла қымыздин йәнә бир миллий ичимлик – қымыран тәйярлиниду.
Қазақларниң әнъәнивий турушлуқ өйи. Қазақниң “кигиз өйи” әң қолайлиқ көчмә турушлуқ өй һесаплиниду.
Қазақниң кигиз өйи аяллар вә әрләр қисмиға бөлүниду. Ишикниң сол тәрипи әр кишигә тәәллуқ кийим есилса, оң тәрипигә аяллар кийими есилиду. Кигиз өйниң оң тәрипигә натонуш әр кишиниң киришигә рухсәт йоқ. Бу йәргә пәқәт өй егиси яки аилә әзалирила кирәләйду. Кигиз өйниң ишигә қариму-қарши җай һөрмәтлик орун һесаплиниду. Бу орунни, адәттә, өй егиси вә меһманларла егиләйду.
Қазақ хәлқиниң динға итаәт қилиши. Қазақларниң ислам дини кәң тарқиғичә, қайси динға итаәт қилғини һәққидә көп мәлумат йоқ. Қазақ мифологиясидә тотемизм алаһидә орунни егиләйду. Униң маһийити – адәм вә һайванатниң бәлгүлүк түри оттурисидики мистикилиқ алақиниң алаһидә түриниң моҗутлуғиға ишиништур. Башқа түрк хәлиқлиригә охшаш қазақларда бөрә алаһидә орунни егиләйду. У – әрлик вә күчниң рәмзидур. Атму йәнә бир муһим һайванат түридур. Көчмә һаят кәчүргән малчилар үчүн ат муһим әһмийәткә егә болған. Ат озуқ-түлүк, сүт, терә байлиқ вә һәрбий күч мәнбәси болған. Қазақларда аққуш муқәддәс қуш һесапланған. Уни өлтүрүшкә болмайду. Хәлиқ арисида мәзкүр қуш аилигә бәхит елип келиду, дегән ривайәт бар.
Тотемизмдин ташқири ислам диниғичә қазақларда шаманизм кәң тарқиған.
Қазақларниң әнъәнивий егилиги. Қазақ хәлқи қедимидин өзиниң бепаян даласи вә бай от-чөпи билән даңқи чиққан. Мәмликәтниң тәбиий-климатлиқ шараити көчмәнләргә жил давамида нурғун өй һайванитини беқиш имканийитини бәргән. Бирақ Җәнубий Қазақстан районлирида, Сирдәрия, Шу, Талас, Арыс дәриялири бассейнлирида бир йәрдә туруп мал беқиш кәң тарқалған. Қазақлар көпинчә ат, қой, кала вә төгә баққан. Атларниң, асасән, икки түри болған. Биринчиси, қисқа путлуқ, жил давамида яхши сәмиридиған, иккинчиси, нәсиллик минишкә беғишланған атлар. Улар шундақла мусабиқиләрдә вә һәрбий паалийәттә қоллинилған. Қазақстанда асасән бир өркәшлик төгиләр көп тарқалған, лекин қазақлар икки өркәшлик төгиләргә әвзәллик бәргән.
Қой – қазақларниң асасий байлиғи. Мәсилән, хәлиқ арисида “Мал өстүрсәң, қой өстүр, пайдиси униң чәксиз” дегән мақал бар. Қойлар жилиға икки мәртә өсүм бәргән вә жираққа көчкәндә қийналмайду, иссиққа вә соққа чидамлиқ. Асасән, қуйруқлуқ қойларни өстүргән. Қойларниң бир отари үчүн әң қолайлиқ сан 300 – 500 баш болған.
Жил пәслигә қарап отлақлар қишлиқ, әтиязлиқ, күзлүк вә язлиқ дәп бөлүнгән. Қишлиқ вақитта отлаққа биринчи болуп ат чиқирилиду, у қарни ечип, чөпниң үстини йәйду, андин кала вә төгиләр, әң ахирида қойлар чиқирилиду. Мәркизий Қазақстанниң көчмәнлири қишлиқ отлақларда алтә айдин тоққуз айғичә болиду.
Қазақлар чарвичилиқтин ташқири, очилиқ, белиқчилиқ, әнди Қазақстанниң җәнубий қисмида деханчилиқ биләнму шуғулланған.

 Нурлан ОСПАНОВ,
Шәриқшунаслиқ институтиниң илмий хадими, әл-Фараби намидики  Қазақ миллий университетиниң чоң оқутқучиси

 

Дереккөз: https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/50282